фирансийә қобул қилған 234 көчмәндин 44 нәпирини қоғлап чиқиришни қарар қилди

фирансийә италийә билән оттурисида киризис чиқишиға сәвәб болған вә бир нәччә һәптиләргичә деңизда қутқузуш парахотида сақлиған 234 көчмәнни қобул қилғандин кейин, улардин 44 нәпириниң илтимасини рәт қилип, чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилди.

1907002
фирансийә қобул қилған 234 көчмәндин 44 нәпирини қоғлап чиқиришни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири:  фирансийә ички ишлар министири гералд дарманин <окйан викиң> намлиқ йардәм парахоти тәрипидин қутқузувелинған вә толон һәрбий портиға елип келингән 234 көчмәндин 44 нәпириниң франсийә земинидин қоғлап чиқирилидиғанлиқини елан қилди.

дарманин көчмәнләрниң саламәтлик тәкшүрүшидин кейин өз дөләтлиригә әвәтилидиғанлиқини тәкитләп, бу кишиләрниң балдуррақ әвәтилиши үчүн мунасивәтлик дөләтләрдики мәнсәпдашлири билән сөһбәтләшкәнликини ейтти.

дарманин қалған көчмәнләрдин 44 нәпириниң 18 йаштин төвән икәнликини, арилирида сүрийәлик, суданлиқ вә еритрейәлик көчмәнләрниң барлиқини, 60 кишиниң болса, панаһлиқ илтимаслириниң рәсмийәткә елинидиғанлиқини билдүрди.

фирансийә ички ишлар министири қалған көчмәнләрдин үчтин икки қисминиң йавропадики 10 дөләткә тарқитилидиғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر