лавров: ғәрб әллири хитай вә русийәниң мәнпәәтлирини контроллуқи астиға елишни халайду

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров америка вә шималий атлантик әһди тәшкилати-натониң асийа-тинч окйан райониниң контроллуқини алқиниға киргүзүвилишни халайдиғанлиқини илгири сүрди.

1905945
лавров: ғәрб әллири хитай вә русийәниң мәнпәәтлирини контроллуқи астиға елишни халайду
biden-asean.JPG
asean.jpeg

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров камбоджаниң саһибханлиқида өткүзүлгән 2022 – йиллиқ шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн  пайтәхт фном пенға йетип барған болуп, бу даиридә мәтбуатларға байанат бәрди.

у америка вә натониң асийа-тинч окйан райониниң контроллуқини алқиниға киргүзүвалмақчи икәнликини илгири сүрүп: «һазир районда сиғдурушчан бир қурулма бар, әмма америка билән нато бу районниң контроллуқини алқиниға киргүзүвалмақчи болуватиду» деди.

у американиң украина вәзийитигә даир «қобул қилғили болмайдиған» байанатлири сәвәбидин шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи башлиқлар йиғинида ортақ бир қарар чиқарғили болмиғанлиқини тәкитләп,  камбоджа  тәрипидин техиму бәк һәмкарлиишиш тоғрисида бир байанат елан қилидиғанлиқини ейтти.

у ғәрбниң районни һәрбийләштүрүш арқилиқ хитай вә русийәниң мәнпәәтлирини контроллуқи астиға елишни халайдиғанлиқини вә буниң әң чоң аламитиниң болса, австралийә, америка вә әнглийә оттурисидики «AUKUS» бихәтәрлик шәртнамиси икәнликини тилға алди.

у «AUKUS» бихәтәрлик шәртнамисиға йеңи зеландийә, канада вә йапонийәниму киргүзүшкә тиришчанлиқ көрситилгәнлики тәрәпкә һәмминиң диққитини тартти.  

америка, әнглийә вә австиралийә рәһбәрлири 2021 - йили  16 - сентәбирдә «AUKUS» бихәтәрлик шәртнамиси билән йадро енергийәлик су асти парахоти техникисини австиралийәгә йөткәйдиғанлиқини елан қилған иди.

байанатта, гәрчә хитайниң исми тилға елинмиған болсиму, «үч дөләт (австралийә, америка вә әнглийә) кунсери күчийиватқан район характерлик бихәтәрлик әндишәлиригә ортақ әһмийәт бериватиду, шундақла бу һәмкарлиқ шәртнамиси хитайниң райондики һәрбий күчини тәңпуңлаштурушни мәқсәт қилиду» дегән қарашлар оттуриға чиқишқа башлиған иди.

хитай болса, «AUKUS» бихәтәрлик шәртнамисиға наразилиқ билдүрүп, бу иттипақниң районниң тинчлиқи вә муқимлиқиға шундақла хәлқараниң йадро қоралларниң кеңийишини чәкләш тиришчанлиқиға зийан йәткүзидиғанлиқини илгири сүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر