нигерийәдә бир йеқилғу аптомобили партлап кәтти

нигерийәниң коги иштатида бир йеқилғу аптомобили партлап, дәсләпки мәлуматларға асасланғанда 11 киши җенидин айрилди.

1905038
нигерийәдә бир йеқилғу аптомобили партлап кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә ташйол бихәтәрлик бирләшмисиниң байанатчиси биси казим итобе-анйигба ташйолида контроллуқини йоқитип қойған бир йүк аптомобилиниң йеқилғу аптомобилиға соқулуши нәтиҗисидә партлаш йүз бәргәнликини билдүрди.

у дәсләпки ениқлашларға көрә, вәқәдә 11 кишиниң җенидин айрилғанлиқини, нурғун кишиләрниң йариланғанлиқини вә йолдики 20 аптомобилниң көйүп кәткәнликини қәйт қилди.

у вәқә йүз бәргән җайға урғун қутқузуш хадимлириниң әвәтилгәнликини вә отниң контроллуқ астиға елинғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر