америка оттура мәзгиллик сайлиминиң палата нәтиҗилири һазирчә ениқ әмәс
америкада өткүзүлгән оттура мәзгиллик сайламда конгрәниң икки қанити болған авам палатаси билән кеңәш палатасида қайси партийәниң көп орунни игиләйдиғанлиқи һазирчә ениқ әмәс.
1904359
түркийә авази радийоси хәвири: бирләшмә агентлиқи (AP) елан қилған бирәсмий мәлуматларға асасланғанда, җумһурийәтчиләр кеңәш палатасида 19 орунни, демократлар 12 орунни қолға кәлтүргән. демократлар түрк дохтур мәһмәт өз риқабәттә уттуруп қойған пенсилванийәдә җумһурийәтчиләрниң қолидин бир орунни қайтурувалған. висконсин, җорҗийа, невада вә аризона иштатлириниң сайлам нәтиҗиси чиқмиған.
кеңәш палатасида һәр икки партийә 50 дин орунға игә болған әһвалда, муавин пирезидент камела харрис охшаш вақитта кеңәш палатасиниң башлиқи болғанлиқи үчүн, палатаниң контроллуқи йәнила демократларда болиду.
авам палатаси риқабитидә, җумһурийәтчиләр 198 орунға, демократлар 167 орунға игә болди. 218 орунни қолға кәлтүргән партийә, авам палатасиниң башлиқини вә һәр қайси комитетларниң башлиқилирини вәзипигә тәйинләйду.
ғәрб тәрәптики иштатларниң сайлам нәтиҗиси һазирчә кәлмиди, әмма йеңи мәлуматларда демократларниң авам палатаси риқабитидә икки орунни қолдин берип қойғанлиқи көрүлди. җумһурийәтчиләр йәнә, бундин илгири бәзи сайлам районлириға өзгәртиш киргүзүлгәнлики сәвәблик бош турған бир орунниму қолға кәлтүрди.
бу йил (2023) кеңәш палатасида алтә йиллиқ вәзиписини ахирлаштурған 29 җумһурийәтчи билән 36 демократ сайламға қатнашмиди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
исраилийә ливанниң җәнубий вә шәрқий районлирини бомбардиман қилди
исраилийә уруш айропиланлири ливанниң шәрқий вә җәнубидики охшимиған районларни бомбардиман қилди.