хәлқара җинайи ишлар соти һәйити ливийәдә аммиви мазарларни зийарәт қилди

хәлқара җинайи ишлар сотиниң баш тәптиши кәрим әсәд әһмәдхан вә униң һәмраһлиқидики һәйәт ливийәниң тәрһунә шәһиридики аммиви мазарларни зийарәт қилди.

1904015
хәлқара җинайи ишлар соти һәйити ливийәдә аммиви мазарларни зийарәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара җинайи ишлар сотиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған йазма байанатида, хәлқара җинайи ишлар сотиниң баш тәптиши кәрим әсәд әһмәдхан вә униң һәмраһлиқидики һәйәтниң ливийәниң пайтәхти траблусниң җәнубиға җайлашқан тәрһунә шәһиридики бир аммизи мазарни зийарәт қилғанлиқи, бу мазардин 50 тин артуқ кимлики ениқлап чиқилалмиған җәсәт тепилғанлиқи билдүрүлди.

тәрһунә шәһири, 2020 – йили 5 – ийун күни, ливийәниң шәрқидики қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлифә һәфтәргә қарашлиқ «қанийат» намлиқ хәлқ әскәрлири гурупписидин азад қилинғаниди.

шундин буйан ениқлап чиқилған аммиви мазарлардин һәр күни дегүдәк чиқирилған җәсәтләрдин, мәзкур хәлқ әскәрлири җавабкар, дәп қаралмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر