сулливан американиң украина армийәсигә йардәм беришни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди

америка дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси җәйк сулливан, украинадики русийәгә қарши урушниң давам қиливатқанлиқини, вашингтонниң украина армийәсини қәтий қоллашни давамлаштуридиғанлиқини оттуриға қойди.

1902495
сулливан американиң украина армийәсигә йардәм беришни давамлаштуридиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пайтәхт кийевда зийарәттә болған америка дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси җәйк сулливан украина пирезидентлиқ мәһкимиси ишханиси башлиқи андрей йермак билән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди؛ сулливан йиғиндики сөзидә, вашингтонниң, украина армийәсиниң русийә армийәсигә қайтурма зәрбә бериш һәрикини адаққичә қоаллайдиғанлиқини билдүрүп, «биз украинани бу (қайтурма зәрбә бериш) һәрикәтләрни давамлаштурушиға зөрүр болған барлиқ нәрсиләр билән тәминлишимиз керәк» деди.

американиң еһтийаҗға қарап украинаниң йенида туидиғанлиқини тилға алған сулливан, «алға илгириләш җәрйанида бизниң қоллишмизда қәтий иккилинишкә, қизил байраққа йаки йол қойушқа орун йоқ» деди.

у йәнә кийев зийарити җәрйанида украина пирезиденти виладимир зеленский биләнму көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر