америка түркийәгә миннәтдарлиқ билдүрди

америка «ашлиқ каридори» мәсилисини һәл қилғанлиқи үчүн түркийәгә рәһмәт ейтти.

1901487
америка түркийәгә миннәтдарлиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс, түркийәгә, русийәниң қарадеңиз ашлиқ тәшәббуси келишимигә қайтип келишидә ойниған роли үчүн рәһмәт ейтти.

байанатчи нед прайс күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида мухбирларниң соаллириға җаваб берип, русийәниң украина ашлиқи вә ашлиқ мәһсулатлирини дунйаға експорт қилишқа қолайлиқ йаритип бәргән бирләшмә қарадеңиз ашлиқ келишимигә қайтип кәлгәнликидин хушал болғанлиқлирини билдүрди һәмдә келишимгә асасән, украинадин һазирғичә 10 милйон тонна ашлиқ йөткәлгәнликини, келишимниң дунйа үчүн «кәм болса болмайдиған»лиқини қәйт қилди.

у, түркийәниң ашлиқ йөткәш келишимини әслигә кәлтүрүштики роли тоғрисида тохтилип: «биз иттипақдишимиз түркийәниң тиришчанлиқиға чоңқур миннәтдарлиқ билдүримиз. әмәлийәттә, мән түркийә вә б д т баш катипидин миннәтдар икәнликимизни ейттим. бу келишимни баш катип антонийо гутеррес тәййарлиди, әмма у алди билән түркийәниң, андин украина вә ахирида русийәниң бирдәклик һасил қилиши нәтиҗисидә вуҗудқа чиқти. биз баш катип вә түркийәниң бу келишимни әслигә кәлтүргәнликигә рәһмәт ейтимиз вә миннәтдарлиқ билдүримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر