йавропа иттипақи комитети: түркийә – йавропа иттипақи оттурисида мислисиз һәмкарлиқ бар

йавропа иттипақи комитетиниң кеңиш ишлириға мәсул комиссари оливер вархели түркийә билән йавропа иттипақи оттурисида тәңпуң сода мунасивәтлири вә мислисиз һәмкарлиқ барлиқини ейтти.

1898287
йавропа иттипақи комитети: түркийә – йавропа иттипақи оттурисида мислисиз һәмкарлиқ бар

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә селинма мунбири, истанбулда өткүзүлгән түркийә – йавропа иттипақи йуқири дәриҗилик сода сөһбәт йиғинида тонуштурулди.

йавропа иттипақи комитетиниң кеңийиш ишлириға мәсул комиссари оливер вархели, йиғинда қилған сөзидә, түркийәниң, йавропаниң муһим иқтисадий һәмраһи, йавропа иттипақиға намзат дөләт вә шималий атлантик әһди тәшкилатидики муһим иттипақдиши икәнликини оттуриға қойди, һәмдә түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлириниң муһим бурулуш нуқтисида туруватқанлиқини тәкитлиди.

йавропа иттипақи комитетиниң иҗабий күнтәртип билән түркийәгә йеқиндин көңүл бөлидиғанлиқини байан қилған вархели, йеза игилик, килимат өзгириши, көчмәнләр вә аммиви сағламлиқ  мәсилилиридә қисқа вақит ичидә түркийә билән тәтқиқ қилиш – тәрәққий қилдуруш вә йеңилиқ йаритиш тоғрисида сөһбәт башлайдиғанлиқлирини әскәртип мундақ деди: «түркийә йавропа иттипақиниң алтинчи чоң сода һәмраһи, йавропа иттипақи болса түркийәниң биринчи чоң сода һәмраһи. өткән йилила сода миқдари 157 милйард йавроға йәтти. түркийә билән йавропа иттипақи оттурисида тәңпуң сода мунасивәтлири вә мислисиз һәмкарлиқ бар.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر