угандада бир мәктәптә йүз бәргән от апитидә нурғун адәм өлди

шәрқий африқа дөлити угандадики бир мәктәптә йүз бәргән от апитидә балиларниму өз ичигә алған 11 адәм қаза қилди.

1897255
угандада бир мәктәптә йүз бәргән от апитидә нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: сақчи байанатчиси луке овейсигир, пайтәхт кампалаға йеқин райондики бир мәктәптә от апити йүз берип, балиларниму өз ичигә алған 11 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини билдүрди, әмма у қаза қилғанларниң кимлики һәққидә мәлумат бәрмиди.

кампалада, 2008 – йили бир мәктәптә йүз бәргән от апитидә 19 оқуғучи һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر