америкада бир дохтурханида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 2 киши қаза қилди

американиң тексас иштатиға қарашлиқ даллас шәһиридә бир дохтурханида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 2 киши қаза қилди.

1896383
америкада бир дохтурханида йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 2 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: даллас сақчилириниң йазма байанатиға асасланғанда, шәһәр мәркизидики дохтурханиға бесип киргән һуҗумчи 2 нәпәр дохтурхана хадимини етип өлтүргән. андин дохтурхана сақчилириниң мудахилә қилиши билән йариланған һалда қолға чүшкән.

нетор һернандезисимлиқ, 30 йашлиқ һуҗумчиниң  саламәтликиниң йахши икәнлики вә оғрилиқ мәқситидә дохтурханиға киргән болуши мумкинлики билдүрүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر