иран зәнгәзурға йеқин җайға консулхана ачти

иран, әзәрбәйҗанни наһчиван билән туташтуридиған зәнгәзур каридориниң пиланлиниватқан өтүш йолиға йеқин йәрдики әрменийә шәһири капанда консулхана ачти.

1896265
иран зәнгәзурға йеқин җайға консулхана ачти

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийәниң җәнубиға җайлашқан капан шәһири, әзәрбәйҗанни наһчиванға туташтуридиған зәнгәзур каридориниң пиланланған линийәсигә йеқин йәрдә болуп, иранға чеградаш келиду.

гәрчә зәнгәзур бир чағларда мусулман түркләр йашайдиған тарихий әзәрбәйҗан земини болсиму, 1920-йилларда совет иттипақи тәрипидин әрменийәгә қошуветилгән болуп, һазирғичә әрменийә чеграси ичидә турушни давамлаштурмақта. зәнгәзурниң әрменийәгә бериветилишидин кейин, әзәрбәйҗан нахчиван билән болған қуруқлуқ алақисини йоқитип қойди.

наһчиван билән әзәрбәйҗанниң ғәрбий қисимлириниң биваситә қуруқлуқ чеграсиниң болмаслиқи, баку һөкүмитигә изчил қийинчилиқ елип кәлди. әзәрбәйҗанниң әрменийә ишғалийити астидики тағлиқ қарабағ райони азад қилинған 2020 - йилидики 44 күнлүк уруштин кейин имзаланған уруш тохтитиш келишиминиң 9-маддиси, районда қурулидиған қатнаш каридори билән мунасивәтлик болди.

әрменийә болса, һәр хил баһанә – сәвәбләрни илгири сүрүп, зәнгәзур каридори келишимини йолға қойуштин өзини тартип кәлмәктә. теһран һөкүмити бу җәһәттә әрминийәни қоллимақта.

әзәрбәйҗан болса, авийатсийә вә төмүр йол қатниши йолға қойулидиған зәнгәзур каридори келишимини иҗра қилиш үчүн өз земинидики қурулушларни давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر