америка әлчиси түркийә билән гиретсийәниң әгә деңизидики сүркилиши тоғрисида байанат елан қилди

американиң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси флейк, бизниң натодики иттипақдашлиримиз түркийә вә гиретсийә билән болған бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқимиз, бир тәрәпни қоллаш йаки тәңпуңлуқни бузуш позитсийәсини асас қилмайду» деди.

1894303
америка әлчиси түркийә билән гиретсийәниң әгә деңизидики сүркилиши тоғрисида байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси флейк, әлчиханиниң иҗтимаий таратқудики адресида вашингитонниң әгә деңизиға мунасивәтлик позитсийәси тоғрисида байанат берип: «йеқинда мәндин американиң әгә деңизиниң бихәтәрликигә мунасивәтлик мәсилидики мәйданида өзгириш болған - болмиғанлиқи соралди. мениң бу соалға беридиған җавабим <йақ>. бизниң натодики иттипақдашлиримиз түркийә вә гиретсийә билән болған бихәтәрлик саһәсидики һәмкарлиқимиз, бир тәрәпни қоллаш йаки тәңпуңлуқни бузуш позитсийәсини асас қилмайду» деди.

баш әлчи флейк асаслиқ нишанниң районниң тинчлиқи вә бихәтәрликигә капаләтлик қилиш икәнликини тилға елип: «һазирқи ортақ тиришчанлиқимиз русийәниң украинадики рәһимсиз вә орунсиз урушини ахирлаштурушқа мәркәзләшти. түркийә, болупму ашлиқ бихәтәрликини илгири сүрүп, русийә билән украина оттурисидики сөһбәтни чоңқурлаштуруп, қиммәтлик йардәмләрни қилишни давамлаштурмақта.

бизниң гиретсийә билән болған мудапиә һәмкарлиқимиз украина вә натониң оттура вә шәрқий йавропадики иттипақдашлирини қоллаш арқилиқ натониң шәрқий қанитини күчәйтмәктә. бизниң натодики иттипақдашлиримиз түркийә вә гиретсийә билән ортақлишидиған асаслиқ мәқситимиз пүткүл районниң тинчлиқи, бихәтәрлики вә муқимлиқиға капаләтлик қилиштин ибарәт» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر