америка украинаға йеңи бир түркүм һәрбий йардәмләрни беридиғанлиқини елан қилди

америка дөләт мудапиә министирлиқи, украинани типлиқ радарға қарши йуқири сүрәтлик башқурулидиған бомбиларни өз ичигә алған 725 милйон доллар қиммитидики қошумчә қорал вә оқ-дора йардими билән тәминләйдиғанлиқини елан қилди.

1893188
америка украинаға йеңи бир түркүм һәрбий йардәмләрни беридиғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: 4 – өктәбирдә украинаға 625 милйон доллар йардәм бәргән америка мудапиә министирлиқи йазма байанат елан қилип, «пирезидентниң министирлиққа украинаниң һалқилиқ бихәтәрлик вә мудапиә еһтийаҗини қандуруш үчүн, армийәниң искилатидин 725 милйон долларғичә қорал вә үскүниләрни аҗритиш һоқуқи бәргәнлики»ни елан қилди.

буниң 2021-йили 8-айдин буйан америка армийәси искилат записидин аҗритилип украинаға берилгән 23-қорал йардими болиқи икәнликигә ишарәт қилинған байанатта, бу қетимқи йардәм пилани тоғрисида: «бу йеңи бихәтәрлик йардәм болиқи йуқири һәрикәтчан зәмбирәк ракета системиси (HIMARS)ниң қошумчә оқ - дорилири؛ 23 миң данә 155 миллиметирлиқ зәмбирәк оқи؛ 500 данә 155 миллиметирлиқ сәзгүр иқтидарлиқ  зәмбирәк оқи؛ 5 миң данә 155 миллиметирлиқ тизгинәклик бироневик йарғучи мина системиси (һарм)؛ 200 дин артуқ йуқири һәрикәтчан көп иқтидарлиқ чақлиқ бироневик (HMMWV)؛ йиник типлиқ қораллар вә 2 милйондин артуқ йеник типлиқ қорал оқ-дориси вә давалаш буйумлири қатарлиқларни өз ичигә алиду» дегән учурларға орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر