украинаниң запориҗйа йадро електр истансиси җиддий әндишә йаратмақта

хәлқара атом енергийә оргини тоқунуш сәвәбидин украинадики запориҗйа йадро електр истансисиниң токиниң үзүлгәнликини елан қилди.

1890237
украинаниң запориҗйа йадро електр истансиси җиддий әндишә йаратмақта

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара атом енергийә оргини рәиси рафаил марийано гросси йазма байанатида, истансиға сиртқи енергийә мәнбәсидин ток йәткүзидиған линийәниң һуҗумлар сәвәбидин зийанға учриғанлиқини, истансиға сирттин ток еқишиниң тохтиғанлиқини, бу вәҗидин реакторни совутуш вә йадро бихәтәрлики үчүн генераторларниң җиддий һәрикәткә өткүзүлгәнликини елан қилди.

гросси йадро електр истансисиниң вәзийитиниң күндин-күнгә начарлишиватқанлиқини, кечидә йүз бәргән һәрбий тоқунуш нәтиҗисидә истансиниң ток улинишиниң кесилгәнликини ейтти.

хәлқара атом енергийә оргини рәиси гросси истансидики реакторни совутуш вә йадро бихәтәрлики шундақла аманлиқиға капаләтлик қилиш үчүн генераторларни җидди һәрикәткә селишқа мәҗбур болғанлиқини тәкитлиди.

гросси генераторларниң аран  10 күнлүк йеқилғуси қалғанлиқини, истансиниң ташқи енергийә мәнбәсидин үзүлүп қелишиниң қаттиқ әндишигә салидиған әһвал икәнликини билдүрүп, бу әһвалниң запороҗйа йадро електр истансиси  вә әтрапида қораллардин халийлаштурулған бир йадро бихәтәрлик райони қурушни җиддий тәқәзза қиливатқанлиқини ейтти.

гросси: «истансиниң ташқи енергийә мәнбәсигә зийан йәткәүзгән бомба партилашларниң қайтидин башлиниши интайин мәсулийәтсизликтур. запороҗйа йадро електр истансисини чоқум қоғдаш керәк. йадро палакитиниң алдини елиш үчүн бихәтәр район қуруш мутләқ вә җиддий еһтийаҗдур» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر