виладимир путин керч көврүкидики партлаштин кейин бихәтәрлик қарарнамисиға имза қойди

русийә пирезиденти виладимир путин түнүгүн керч көврүкидә йүз бәргән партлаштин кейин райондики бихәтәрлик тәдбирләрни ашуруш қарарнамисиға имза қойди.

1890240
виладимир путин керч көврүкидики партлаштин кейин бихәтәрлик қарарнамисиға имза қойди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ сарийи кремилниң йазма байанатида, «русийә пирезиденти виладимир путин керч боғузидики қатнаш өткилини вә русийә федератсийәси билән қирим йерим арили оттурисидики електр тори көврүкини шундақла краснодар райони билән қирим йерим арили оттурисидики тәбиий газ туруба йолини қоғдаш тәдбирлирини күчәйтиш тоғрисида қарарнамә имзалиди» дейилди.

йәнә бир тәрәптин путин имзалиған қарарнамиға асасән, керч боғузидики тәдбирләрни күчәйтиш һәрикәтлириниң русийә федератсийә бихәтәрлик идариси (FSB) тәрипидин елип берилидиғанлиқи уқтурулди.

русийә билән қирим йерим арилини туташтуридиған керч көврүкидә түнүгүн әтигәндә бир йүк аптомобилида партилаш йүз берип 3 киши һайатидин айрилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر