украина курил тақим араллирини йапонийә земини дәп етирап қилди
украина парламенти, иккинчи дунйа урушидин буйан русийә билән йапонийә оттурисида дәталаш қилиниватқан курил тақим араллиридин хабомай вә шикотан арилини йапонийә земини дәп қобул қилди.

түркийә авази радийоси хәвири: украина парламенти байанат елан қилип, парламентниң, токйониң, русийә өз земини дәп қараватқан йапонийәниң шималидики районларниң игидарчилиқ һоқуқиға мунасивәтлик хәлқара җәмийәткә қилинған чақириқни музакирә қилғанлиқини, парламент башлиқи руслан стефанчук қатарлиқ бир түркүм парламент әзалириниң чақириққа асасән тәййарланған қанун лайиһәсини қоллиғанлиқини уқтурди.
байанатта: «мәзкур қарарниң чиқирилишида, сабиқ совет иттипақи (совет сотсийалистик җумһурийәтләр иттипақи) ниң 1945 – йили авғуст – сентәбир айлирида йапонийәниң шималий земинлирини қанунсиз һалда игиливелип, 1949 - йилиғичә барлиқ йапон пуқралирини бу районлардин мәҗбурий қоғлап чиқиришиниң нәзәрдә тутулғанлиқи» қәйт қилинди.
сабиқ совет иттипақи билән йапонийәниң 1956 – йили 19 – өктәбирдики бирләшмә шәртнамисиниң 9 – маддисиға асасән, совет иттипақиниң йапонийә билән болған икки тәрәп мунасивитини нормаллаштуруп, тинчлиқ шәртнамиси имзалишидин кейин, хабомай вә шикотан арилиниң йапонийәгә өткүзүп берилидиғанлиқиниң қарар қилинғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, русийә федератсийәсиниң йапонийәниң шималий районлириниң салаһийитини бекитиш нийитини җәзмләштүргән болушиға қаримай, һазирғичә мәҗбурийитини ада қилмиғанлиқи оттуриға қойулди.
байанатта йәнә, хәлқара җәмийәт йапонийәниң шималий территорийәсиниң салаһийитини қануний җәһәттин рәсмийләштүрүш үчүн барлиқ тәдбирләрни йолға қойушни давамлаштурушқа чақирилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

буркина фасо «France 24 » телевизийә қанилиниң тарқитишини тохтатти
буркина фасо фирансийәниң «France 24 » телевизийә қанилиниң тарқитишини вақтинчә тохтатти.