пирагада әзәрбәйҗан - әрменийә мәсилиси тоғрисида төт тәрәп учришиши өткүзүлди

чехийәниң пайтәхти пирагада әзәрбәйҗан билән әрминийә оттурисида тинчлиқ орнитиш тоғрисида төт тәрәп сөһбәт йиғини өткүзүлди.

1889735
пирагада әзәрбәйҗан - әрменийә мәсилиси тоғрисида төт тәрәп учришиши өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, фирансийә пирезиденти еммануел макрон, әрменийә баш министири никол пашинйан вә йавропа иттипақи кеңиши рәиси чарлез мишел, йавропа сийасий ортақ гәвдиси башлиқлар йиғиниға иштирак қилиш үчүн барған чехийәниң пайтәхти пирагада әзәрбәйҗан билән әрминийә оттурисида тинчлиқ орнитиш тоғрисида төт тәрәп сөһбәт йиғини өткүзди.

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, бир саәт әтрапида давамлашқан йиғиндин кейин байанат берип, өзлириниң аста – аста тинчлиққа йеқинлишватқан болушлирини үмид қилидиғанлиқини, йавропа кеңиши рәиси мишелниң бу саһәдики хизмитигә йуқири баһа беридиғанлиқини ейтти вә сөзини давамлаштуруп: «төт тәрәп учришишида моһим мәсилиләр музакирә қилинди, мән бу учришишниму тинчлиқ келишими һасил қилиш җәһәттә муһим дәп қараймән. алақилишиш давамлашмақта. һазир тинчлиқ мусаписиниң сүрити ашурулди» дегәнләрни қәйт қилди.

төт тәрәп учришиши тоғрисида елан қилинған бирләшмә байанатта, йавропа иттипақиниң әзәрбәйҗан билән әрменийә оттурисидики чегра бекитиш хизмәтлиригә йардәм бериш үчүн, районға вақитлиқ мәмурий хадимларни әвәтидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, әзәрбәйҗан билән әрменийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати көрсәтмилири вә 1991 – йилидики алмута хитабнамисиниң чегра бекитиш комитети хизмәтлириниң асасини тәшкил қилидиғанлиқи тәкитләнди.

байанатта йәнә, чегра бекитиш комитетлири йиғининиң мушу айниң ахирида белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлидиғанлиқиға ишарәт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر