йавропа сийасий ортақ гәвдиси йиғиниға 44 дөләтниң башлиқлири иштирак қилди

йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлез пирагада өткүзүлгән йавропа сийасий ортақ гәвдиси йиғининиң башлинишида сөз қилди.

1889508
йавропа сийасий ортақ гәвдиси йиғиниға 44 дөләтниң башлиқлири иштирак қилди
Charles Michel.jpg
zelenskiy.jpg
Mark Rutte.jpg
Aleksandar Vucic.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлез мишел чехийә пайтәхти пирагада өткүзүлгән йавропа сийасий ортақ гәвдиси йиғинида, йавропада муқимлиқ, хәвпсизлик, тинчлиқни капаләткә игә қилиш үчүн өзара һәмкарлиқ вә кординатсийәни қандақ күчәйтиш мәсилилириниң музакирә қилинидиғанлиқини билдүрди.

у: «мән интайин үмидвар, чүнки йиғинға тәклип қилинған 44 дөләтниң иштирак қилиш қарари, тунҗи иҗабий сигнал» деди.

голландийә баш министири марк рутте: «24-февралдин тартип давамлишиватқан уруш, қитәмиздә тинчлиқ вә муқимлиқни сәл чағлимаслиқ керәкликини испатлап бериду. охшаш вақитта йәнә, демократийәмиз вә ортақ қиммәт қарашлиримизниң қоғдилиши керәкликиниму көрситип бериду. бу пәқәт йавропа иттипақиниңла вәзиписи әмәс. барлиқ йавропа дөләтлири кординатсийә һалида күчлүк җаваб бериши керәк» деди.

гиретсийә баш министири крийакос мичотакс йавропа сийасий ортақ гәвдиси йиғининиң ортақ бихәтәрлик вә параванлиқни күчәйтиш үчүн, қитәдики барлиқ дөләтләрни бир йәргә җәм қилған йеңи мунбәр болғанлиқини ейтти.

сербийә пирезиденти александар вуҗиҗ русийәгә ембарго йүргүзмигәнликлири үчүн селинған тәһдитләрдин қорқмиғанлиқини әскәртип: «пирагаға йүзүм ақ кәлдим. йавропа иттипақи рәһбәрлиригә мәсулийәтчанлиқ вә әстайидилиқ билән мувапиқ җаваб беримән» деди.

германийә баш министири олаф шолз йавропа дөләтлирини бир йәргә җәм қилған өткүзүлгән йавропа сийасий ортақ гәвдисигә «чоң йеңилиқ» дәп баһа бәрди.

украина пирезиденти зеленский йиғинға синлиқ шәкилдә қатнишип: «пирагада өткүзүлгән йавропа сийасий ортақ гәвдиси йиғини йавропада тинчлиқни орнитиш үчүн пурсәт. русийәгә қарши урушта чоқум ғәлбә қилишимиз керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر