украина армийәси херсонниң бир йезисини азад қилди

украина армийәси русийә 24-феврал (2022) башлиған таҗавузчилиқ урушиниң дәсләпки күнлиридә бесивалған херсонниң бир йезисини қайтурувалди.

1889026
украина армийәси херсонниң бир йезисини азад қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина алаһидә қисиминиң рәсмий телеграм бетидә херсонниң бир йезисиниң русийә ишғалидин азад қилинғанлиқи тоғрисида байанат елан қилинди.

байанатта: «бу қетим украина алаһидә қисим әскәрлири херсон районидики мала олександривкани контрол астиға алди» дейилди.

луханск райониниң һәрбий ишларға мәсул башлиқи сергей гайдайи өзиниң телеграм адресида, украина армийәсиниң донбаста луханск районидики аһалиләр нуқтилирини қайтидин контрол астиға елиш үчүн һәрикәт башлиғанлиқини билдүрди.

у мәзкур райондики бәзи җайларни украина армийәсиниң қайтурувалғанлиқини билдүрүп: «луханск районини азад қилиш башланди. бир қанчә аһалиләр райони русийә армийәсиниң ишғалидин аллибурун азад қилинди. у йәрләрдә армийәмиз украина байриқини ләпилдәтмәктә» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر