еквадорда түрмидә йүз бәргән тоқунушта 15 адәм қаза қилди

еквадорниң латакунга түрмисидә йүз бәргән тоқунушта 15 адәм қаза қилди, 20 адәм йариланди.

1888114
еквадорда түрмидә йүз бәргән тоқунушта 15 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, пайтәхт китодики латакунга түрмисидә мәһбуслар қорал - йарағ вә пичақ билән бир-биригә һуҗум қилған.

дөләтлик түрмә башқуруш оргининиң билдүрүшичә, тоқунушта 15 адәм қаза қилған, 20 адәм йариланған.

тоқунуштин кейин, бир қисим мәһбуслар түрмидин қечиватқанда бихәтәрлик қисимлири тәрипидин тутулған.

өткән йили бу дөләттики түрмиләрдә 316 адәм, бу йил болса 90 адәм қаза қилған.

игилинишичә, түрмиләрдики зораванлиқниң келип чиқиш сәвәби, кәң даирилик башқуруш түзүминиң болмаслиқи, шәрт -  шараитларниң начарлиқи вә даириләрниң пәрвасизлиқи икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر