һиндонезийәдә путбул мусабиқисидин кейин еғир қистаңчилиқ йүз берип 129 адәм қаза қилди

һиндонезийәдә бир путбол мусабиқисидин кейин қистаңчилиқ йүз берип, 129 адәм қаза қилди.

1887229
һиндонезийәдә путбул мусабиқисидин кейин еғир қистаңчилиқ йүз берип 129 адәм қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шәрқий җава өлкисиниң малаң шәһиридики канҗурухан тәнтәрбийә мәйданида персебайа сурабайа командисиниң арема малаң командисини 2 гә қарши 3 номур билән йеңивелишидин кейин, икки командиниң қоллиғучилири оттурисида сүркилиш йүз бәрди؛ сақчиларниң җедәлни айриш үчүн ишләткән йаш аққузуш газидин өзини қачурмақчи болған нәччә йүз киши бирдинла тәнтәрбийә мәйданиниң дәрвазиси тәрәпкә бурулуп, еғир қистаңчилиқ пәйда қилди. вәқәдә буғулуп қалғанлар, дәссилип кәткәнләр болуп җәмий 129 адәм қаза қилди.

шәрқий җава сақчи идариси башлиқи нико афинта байанат елан қилип, кәчқурун өткүзүлгән мусабиқидин кейин икки командиниң тәрәпдарлири оттурисида чиққан җедәлни бесиқтуруш үчүн сақчиларниң йаш аққузуш гази ишләткәнликини, йаш аққузуш газиниң тәрәпдарлар арисида вәһимә пәйда қилғанлиқини ейтти.

афинта, вәқәдә йариланған 300 дин артуқ кишиниң райондики дохтурханиларға елип берилғанлиқини, әмма нурғунлириниң йолда вә давалаш җәрйанида қаза қилғанлиқини؛ дохтурханиларда давалиниватқан 180 дәк йариланғучиниң ичидә йарилиниш әһвали еғир кишиләрниң барлиқини, шуңа қаза қилғанлар саниниң көпийип кетиш мумкинчилики барлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر