германийә мудапиә миниситири украинада зийарәттә болди

германийә мудапиә министири кристине ламбрейчт украинада зийарәттә болди.

1887314
германийә мудапиә миниситири украинада зийарәттә болди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә дөләт мудапиә министирлиқи твиттердики адресида байанат елан қилип, ламбрейчтниң түнүгүн украинаға берип мәнсәпдиши олексий резникоф билән көрүшкәнлики билдүрди.

германийә хәвәр агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, ламбрейчт одессада байанат берип, германийәниң бир қанчә ай илгири тәминләшкә вәдә бәргән «IRIS-T» типлиқ һава мудапиә системисиниң алдимиздики күнләрдә украинаға йәткүзүлидиғанлиқини ейтқан.

германийә тәминлигән «гепард» типлиқ айропиланға қарши танкиларниму көздин кәчүргән ламбрейчт, бу танкиларниң муһим ул әслиһәләрни қоғдаш вә русийәниң һава һуҗумлиридин мудапиәлинишкә йардәм беридиғанлиқини билдүргән.

у, гиретсийә билән силовакийәниңму украинаниң русийәгә қарши туруш күришигә йардәм бериш үчүн танкиларни әвәтидиғанлиқини әскәртип: «германийәму гиретсийә билән словакийәдики бошлуқларни толдурушқа йардәм қиливатиду» дегән.

ламбрейчт, украинаниң нурғун һава һуҗумиға учриғанлиқини, шуңа һава мудапиәсигә техиму көп йардәм беришниң муһимлиқини тәкитлигән.

у, украинаниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға тездин қобул қилиниш илтимасини тоғра чүшинидиғанлиқини, әмма буниң үчүн чоқум бәзи шәртләрниң һазирлиниши керәкликини оттуриға қойған.

у йәнә, натониң урушта тәрәп болмайдиғанлиқи тоғрисидики мәйданини оттуриға қойушиниң муһимлиқини тәкитиләп: «ихтилапниң бешида буни ениқ оттуриға қойду вә биз буниңдин ваз кәчмәймиз» дегәнләрни қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر