зеленский: русийәгә қандақ җаваб беришни йахши билимиз

украина пирезиденти володимир зеленский твиттерда күнтәртип мәсилилири тоғрисида йеңи байанат елан қилди.

1886767
зеленский: русийәгә қандақ җаваб беришни йахши билимиз

түркийә авази радийоси хәвири:украина пирезиденти володимир зеленский москваниң өз дөлитидә реферандум өткүзүлгән районларниң русийәгә қошулуши тоғрисидики қарари үстидә тохтилип: «русийә украинаниң йеңи бир қисмини игәллимиди, бәлки дөлитимизниң ишғал қилинған земинға елип кәлгән апәткә өзини қошувалди» деди.

у русийә пирезиденти владимир путинға қаритип: «пүткүл русийә җәмийитини нормал иқтисадтин, тәртиплик турмуштин вә барлиқ инсаний қиммәт қаришиға болған һөрмәттин мәһрум қилиш, русийәдики бир кишиниң бу урушни давамлаштурушни тәләп қилишиниң бәдили болиду. буни тохтитивалғили болиду, әмма уни тохтитиш үчүн, русийәдә һайаттин бәкрәк уруш қилишни халайдиғанларни чоқум тохтитишиңиз керәк» деди.

у милйонлиған украиналиқниң өз дөлитиниң земин пүтүнлүкини қайтидин әслигә кәлтүрүш, бихәтәрлики вә тинчлиқи үчүн күрәш қиливатқанлиқини тәкитләп, мундақ деди:

«әтә (2022-йили 30-сентәбир) бизниң күришимизниң башқа бир күни, зәпәр қучидиған йолдики йәнә бир күн болиду. у биз үчүн алаһидә боламду? у бизни бихәтәрлик вә тинчлиққа, земин пүтүнлүкимизни әслигә кәлтүрүшкә йеқинлаштуридиған йәнә бир күн болиду. русийә украинаниң йеңи бир қисмини игәллимиди, бәлки русийә дөлитимизниң ишғал қиливалған земинлириға елип кәлгән апәткә өзини қошувалиду» деди.

у дөләт хәвпсизлик вә мудапиә кеңишиниң мәхсус йиғин чақирип, бәзи қарарларни чиқиридиғанлиқини билдүрүп: «русийәниң һәр қандақ һәрикитигә қандақ җаваб беридиғанлиқимизни йахши билимиз» деди.

кремил сарийи байанатчиси дмитрий песков украинадики русийәпәрәс бөлгүнчиләрниң контроллуқидики аталмиш донетск, луханск хәлқ җумһурийәтлири билән русийә армийәси бесивалған херсон һәмдә запорижйа районлириниң русийәгә қошулуши үчүн бүгүн (2022-йили 30-сентәбир) мурасим өткүзүлидиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر