америка украинаға йәнә милйард долларлиқ һәрбий йардәм қилидиғанлиқини җакарлиди

ақсарай байанатчиси карин жан пийер (Karine Jean-Pierre) американиң украинани химарс (HIMARS) намлиқ ракета атар системилирини өз ичигә алған 1 милйард 100 милйон долларлиқ йеңи қорал-йарағ вә үскүниләр билән тәминләйдиғанлиқини байан қилди.

1886203
америка украинаға йәнә милйард долларлиқ һәрбий йардәм қилидиғанлиқини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири:америка ақсарай байанатчиси карин жан пийер күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида: «америка украинаға йәнә 1 милйард 100 милйон долларлиқ қорал-йарағ вә үскүнә йардәм пиланини елан қилиду. бу украина һазирға қәдәр уруш мәйданида үнүмлүк ишлитип кәлгән 18 данәхимарс ракета атар системисини өз ичигә алиду» деди.

у йәнә, бу йүрүшлүк йардәм пиланида йүзлигән броневик, радар системиси вә учқуларниңму барлиқини әскәртти.

у украинаниң шәрқидә русийәпәрәс бөлгүнчиләрниң контроллуқидики районларда русийәгә қошулуш үчүн өткүзүлгән реферандум үстидә тохтилип, мәзкур реферандумларни «сахта» деди.

у бу реферандумларниң русийәниң «сенарийәлири» ниң бир қисми икәнликини билдүрүп, мундақ деди:

«бу реферандумлар сүний вә контрол қилинған. украина пуқралири қораллиқ күчләрниң бесими астида беләт ташлиди. биз қораллиқ даириләрниң беләт ташлаш мәркизиниң дәрвазиси алдида украиналиқларға бесим қиливатқанлиқини вә кочидики кишиләрни беләт ташлашқа мәҗбурлиғанлиқини көрситидиған синларни көрдуқ. булар аталмиш реферандумлар болуп, русийәниң йолйоруқини аңлайдиған вә қорчақ һөкүмәтләр тәрипидин әмәлгә ашурулған хата реферандумдур. йуқирида тилға елинған реферандумларниң нәтиҗиси нәччә ай илгири кремил сарийи тәрипидин бекитилгән. кремил сарийи нәччә ай илгири украина хәлқиниң русийәгә қошулушини халайдиғанлиқи тоғрисидики йалғанчилиқни уйдуруп чиқарди. әмма, дәл әксичә, биз украиналиқларниң буни халимайдиғанлиқини көрүватимиз. украина хәлқи мустәқиллиқи үчүн күрәш қиливатиду.»

у ахирида, русийәниң мәзкур реферандумлардинукраинани «қошувелиш үчүн» пайдилинишиниң хәлқара қанунға хилап икәнликини тәкитләп: «биз һечқачан қанунсиз қошувелиш урунушлирини һәргиз қоллимаймиз. русийәниң дәвалири қандақ болушидин қәтийнәзәр, бу районлар украина земинидур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر