шолз: путин хаталиқниң үстигә хаталиқ өткүзүватиду

германийә баш министири олаф шолз русийә пирезиденти владимир путин елан қилған қисмән сәпәрвәрлик қарариниң «алақзадилик билән чиқирилған қарар» икәнликини ейтти.

1885848
шолз: путин хаталиқниң үстигә хаталиқ өткүзүватиду

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири олаф шолз байанат елан қилип, путинниң қисмән сәпәрвәрлик қарари тоғрисида тохталди.

у: «бу русийә армийәсиниң украинаниң шәрқидики мувәппәқийәтсизликлиригә қарши алақзадилик билән қайтурулған инкаси. бу әһвал русийәдә еғир хатирҗәмсизлик пәйда қилиду. путин хаталиқниң үстигә хаталиқ өткүзүватиду» деди.

у 24-февралдин (2022) тартип давамлишиватқан украина уруши сәвәбидин русийәгә қарши йүргүзүлгән ембарголар тоғрисида мундақ деди:

«ембарголар интайин үнүмлүк болди. ембарголарниң мәқсити русийә һөкүмитигә өзиниң һәрикитиниң пүтүнләй мәнисиз икәнликини һес қилдуруш.владимир путин әскәрлирини чекиндүрүп, андин кийев билән болған сөһбәткә әһмийәт бериш арқилиқ бу урушни дәрһал ахирлаштуралиши мумкин.»

у украинада вәзийәтниң наһайити җушқун икәнликини билдүрүп, һәр даим украинаниң вәзийитини көзитип туруватқанлиқлирини әскәртти.

у: «биз украинаға бәргән қоралларниң үнүми йуқири. мән бәзидә бәзи тәнқидчиләрниң биз украинаға пәқәт қалпақла беридиғандәк гәп қилишидин һәйран қалимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر