хитайда бир ресторанда от апити йүз берип 17 адәм өлди

хитайда бир ресторанда йүз бәргән от апитидә дәсләпки мәлуматларға қариғанда 17 киши һайатидин айрилди, 3 киши йариланди.

1885763
хитайда бир ресторанда от апити йүз берип 17 адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: мәлуматларға қариғанда, хитайниң шәрқий шималидики җилин өлкисиниң чаңчүн шәһиригә җайлашқан санаәт районидики бир ресторанда, шу җай вақти чүштин кейин саәт 12 дин 40 минут өткәндә  от апити йүз бәргән.

вәқәдин кейин нәқ мәйданға от өчүрүш вә сәһийә әтрәтлири әвәтилгән. от өчүрүш әтрәтлири от өчүрүш үчүн наһайити зор тиришчанлиқ көрсәткән.

от апитидә, дәсләпки мәлуматларға қариғанда 17 киши һайатидин айрилған, 3 киши йариланған.

йариланғанлар дохтурханиға орунлаштурулған, ресторан мәсули қолға елинған болуп, алақидар тармақлар от апитиниң келип чиқиш сәвәбини тәкшүрүшкә башлиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر