мәвлут чавушоғлу шинзу абиниң дәпнә мурасимиға қатнашти

түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу йапонийәниң сабиқ баш вәзири шинзу абениң пайтәхт токйода өткүзүлгән дәпнә мурасимиға қатнашти.

1885281
мәвлут чавушоғлу шинзу абиниң дәпнә мурасимиға қатнашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу токйодики зийаритини давамлаштурмақта.

министир чавушоғлу йапонийәниң сабиқ баш вәзири шинзу абиниң рәсмий дәпнә мурасимиға қатнашти.

чавушоғлу мурасимға алақидар твиттер адресида һәмбәһирлигән учурида, «дөлитимизгә вакалитән йапонийәниң сабиқ баш вәзири шинзу абиниң дәпнә мурасимиға қатнаштим. дост йапонийә хәлқигә тәзийә теләклиримизни йәткүздүм» деди.

шинзу аби 8 - ийулда (2022) нара шәһиридә сайлам нутуқи сөзләватқан пәйттә қораллиқ һуҗумға учрап қаза қилған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر