еммануел макрон хәлқарани виладимир путинға әң еғир бесим ишлитишкә чақирди

фирансийә пирезиденти еммануел макрон хәлқарани русийә президенти виладимир путинға әң еғир бесим ишлитишкә чақирди.

1883169
еммануел макрон хәлқарани виладимир путинға әң еғир бесим ишлитишкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: еммануел макрон нйуйоркта бирләшкән дөләтләр тәшкилати йадро бихәтәрлики йиғинидин илгири байанат елан қилди.

макрон мухбирларниң путинниң қисмән һәрбий сәпәрвәрлик уқтуруши тоғрисидики соалиға җаваб берип, «әлвәттә русийә пирезиденти путинниң йеқинқи саәтләрдә қисмән һәрбий сәпәрвәрлик чақириқи елан қилишни таллишиға, дөлитини вә дөлитиниң йашлирини урушқа сөрәп киришигә әпсусландим» деди.

24 - февралдин буйан давамлишиватқан украина-русийә урушиға қарита өзиниң һиндистандин кейин хитайдиму уруш тохтитишни тәләп қилғанлиқини әскәрткән макрон: «русийә барғансири йалғузлашмақта. әмдиликтә русийәниң таллиған йолини һечкиши чүшәнмәйду» деди вә хәлқара җәмийәтни путинға урушни ахирлаштуруши үчүн әң еғир бесим ишлитишкә чақирди.

«путин уруш сәвийисини ашурушни қарар қилди» дегән макрон, буниң росийә, русийә хәлқи вә русийә йашлири үчүн шум хәвәр болғанлиқини билдүрди.

русийә пирезиденти путин түнүгүн дөләт қаналлирида тарқитилған хитабнамисида, қисмән һәрбий сәпәрвәрлик елан  қилғанлиқини вә зөрүр тепилғанда (йадро қораллирини има қилған һалда) қолидики барлиқ имканийәтләрни ишлитиштин иккиләнмәйдиғанлиқини җакарлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر