йавропа: сәпәрвәрлик елани, путинниң урушни давамлаштуридиғанлиқиниң бешарити

йавропа иттипақи русийә президенти владимир путинниң қисмән сәпәрвәрлик қарарини «русийәниң таҗавузчилиқни күчәйтип, урушни давамлаштуридиғанлиқиниң бешарити» дәп баһа бәрди.

1882845
йавропа: сәпәрвәрлик елани, путинниң урушни давамлаштуридиғанлиқиниң бешарити

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи комитети байанатчилиридин бири петер стано русийәдики қисмән сәпәрвәрлик елани вә бөлгүнчиләрниң түнүгүн (2022-йили 20-сентәбир) украинаниң шәрқидики донетсик, луханск вә херсонда русийәгә қошулуш реферандум қарари үстидә тохталди.

у: «сәпәрвәрлик қарари путинниң вәйран қилғуч урушни давамлаштуридиғанлиқи вә техиму кәскинләштүридиғанлиқи тоғрисда хәлқара җәмийәткә бәргән ениқ сигнали. буларниң һәммиси путинниң киризисни һәл қилишқа күч чиқиришни халимайдиғанлиқини, әмма киризисни чоңқурлаштурушни халайдиғанлиқини көрситип бериду. хәлқара қанун вә б д т әһдинамисигә хилаплиқ қилинди» деди.

у путинниң өз дөлитини қоғдаш үчүн йадро қораллирини өз ичигә алған һәр қандақ васитиләрни синайдиғанлиқи тоғрисида бәргән вәдисигә мунасивәтлик соалға: «путин йадро қимар ойнаватиду» дәп җаваб бәрди.

у йадро қораллирини ишлитиш йаки йадро әслиһәлириниң әтрапида қорал ишлитишниң хәтәрлик икәнликини, бундақ қиилшниң районғила әмәс, бәлки пүткүл дунйағиму тәсир көрситидиған йаман ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини тәкитләп, хәлқара җәмийәтниң бу позитсийәни өзгәртиш үчүн путинға техиму еғир бесим қилиши керәкликини қәйт қилди.

йавропа иттипақи комитетиниң байанатчиси ерик мамер «русийәгә йеңи ембарго йүргүзүләмду?» дегән соалға: «бу тоғрида музакирәләр давамлишиватиду. нәтиҗә чиққучә бу тоғрида бир нәрсә дейәлмәймән» дәп җаваб бәрди.

ерик мамер украинаниң шәрқидә реферандум өткүзүлгәндин кейин, һечкимниң у районларни «русийә земини» дәп қаримайдиғанлиқини әскәртти.

украинаниң донбас районидики донетсик вә луханск һөкүмитиниң аталмиш ​​хәлқ кеңәшлири билән, русийәниң контроллуқиға өткән херсондики аталмиш ​​һөкүмәт, түнүгүн (20-сентәбир) 23-сентәбирдин 27-сентәбиргичә һәр икки районниң русийә федератсийәсигә қетилиши үчүн хәлқ арисида авазға қойулидиғанлиқини елан қилған иди.

русийә дөләт мудапиә министирлиқиму бүгүн (2022-йили 21-сентәбир) әтигән қисмән сәпәрвәрликни елан қилип, 300 миң запас әскәрни вәзипә өтәшкә чақирилидиғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر