макрон б д т ни ислаһат елип беришқа чақирди

фирансийә пирезиденти еммануел макрон бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 77-нөвәтлик омумий кеңәш йиғинида сөз қилди.

1882538
макрон б д т ни ислаһат елип беришқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пирезиденти еммануел макрон бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 77-нөвәтлик омумий кеңәш йиғинидики сөзидә, б д т ни йеңи әзаларни қобул қилиш вә вәкиллик қилиш даирисини кеңәйтиш йолида ислаһат елип беришқа һәмдә бу ислаһатлар арқилиқ б д т хәвпсизлик кеңишиниң аммиви җинайәтләргә алақидар рәт қилиш һоқуқини чәкләшкә чақирди.

у б д т вә дөләтләрниң уруш йаки тинчлиқтин бирини таллиши керәкликини оттуриға қойғандин кейин: « 24- феврал б д т хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзаси русийә, (украинаға) таҗавуз қилиш, ишғал қилиш, өзигә қошувелиш қилмишлири арқилиқ коллектип бихәтәрликимизни қалаймиқанлаштурди» деди вә русийәниң бу арқилиқ б д т әһдинамиси вә дөләтләрниң игилик һоқуқ баравәрлики пиринсипиға хилаплиқ қилғанлиқини оттуриға қойди.

«украинадики уруш қанчә узун давамлашса, йавропа вә дунйа тинчлиқиниң шунчә еғир хәвпкә дуч келиду» дегән макрон, сөзини давамлаштуруп: «бизниң 24-февралдин буйан көрүватқанлиримиз җаһангирлик вә мустәмликә дәвригә қайтиштур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر