нигерда кәлкән апитидә һайатидин айрилғанлар сани 159 ға йәтти

нигерда ийул ейиниң башлиридин буйан давамлишиватқан қара йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкән апитидә һайатидин айрилғанлар сани 159 ға йәтти.

1882274
нигерда кәлкән апитидә һайатидин айрилғанлар сани 159 ға йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: нигер агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу дөләттә  ийул ейиниң башлиридин буйан давамлишиватқан қара йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкән апитидә 159 киши һайатидин айрилған, 225 миң 539 киши талапәткә учриған.

нигерда ийун ейидин тартип сентәбир ейғичә пат - пат кәлкән апити йүз беридикән.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанпәрвәрлик маслаштуруш ишханисиниң санлиқ мәлуматлириға қариғанда, нигерда алдинқи йили йүз бәргән кәлкүн апәтлиридә 77 адәм һайатидин айрилған, 250 миң адәм талапәткә учриған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر