җо байдин: доналд трампниң мәхпий һөҗҗәтләрни өйидә сақлиши пүтүнләй мәсулийәтсизлик
америка пирезиденти җо байдин сабиқ пирезидент доналд трампниң мәхпий һөҗҗәтләрни өйидә сақлишиға қарита «пүтүнләй мәсулийәтсизлик» дәп баһа бәрди.
түркийә авази радийоси хәвири: пирезидент җо байдин американиң «CBS» телевизийә қанилиниң «60 минут» намлиқ хәвәр пирограммисида, 8 - авғуст палма саһилидики трампниң мара-лаго дачисини ахтуруш җәрйанида федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) хадимлири тапқан мәхпий һөҗҗәтләр үстидә тохталди.
байдин бесип кирип тәкшүрүштә мәхпий һөҗҗәтләрниң тепилғанлиқини әскәртип: «қандақму бундақ мәсулийәтсизлик қилғили болиду?» дәп, һәйран қалғанлиқини ейтти.
байдин һөҗҗәтләрдә мәнбәләр вә усулларға тәсир йәткүзидиған қандақ учурларниң барлиқини ойлиғанлиқиниму әскәртип, шу қетимқи бесип кирип тәкшүрүш һәққидә алдин хәвәрләндүрүлмигәнликини билдүрди.
байдин трампниң дачисида мәхпий һөҗҗәтләрни сақлишиниң «пүтүнләй мәсулийәтсизлик» икәнликини тәкитлиди.
пирезидент җо байдин әдлийә министирлиқиниң трамп тоғрисидики қарариға арилашмашлиқ үчүн һөҗҗәтләрниң тәпсилий мәзмуни һәққидә мәлумат елишниму халимиғанлиқини билдүрди.