йавропа иттипақидики төт дөләт русларға виза беришни тохтатти

йавропа иттипақиға әза естонийә, латвийә, литва вә полша қатарлиқ төт дөләт русларниң виза илтимасини қобул қилишни пүтүнләй тохтатти.

1880965
йавропа иттипақидики төт дөләт русларға виза беришни тохтатти

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи русларға виза беришни қолайлаштуруш бәлгилимисини иҗра қилишни тохтатқан бир пәйттә, хелидин буйан «русларға виза беришни пүтүнләй тохтитиш»ни тәшәббус қилип келиватқан йавропа иттипақиға әза естонийә, латвийә, литва вә полша қатарлиқ төт дөләт русларниң виза илтимасини қобул қилишни пүтүнләй тохтатти.

йавропа иттипақи, 2007-йили  6 – айдин буйан иҗра қилинип келиватқан русларға виза беришни қулайлаштуруш келишимини 12-сентәбирдин башлап тохтатқанлиқини уқтурди.

естонийә, латвийә, литва вә полша бирләшмә байанат елан қилип, 19-сентәбирдин башлап русийә пуқралириға виза беришни тохтитидиғанлиқини җакарлиди.

игилинишичә, шәнгән (йавропа иттипақиға әза дөләтләр арисидики әркин сайаһәт қилиш келишимигә тәрәп болған дөләтләр) визиси елишни халайдиған русийә пуқралириға буниңдин кейин нормал шәрт вә пиринсиплар тәтбиқлинидикән



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر