айал падишаһ 2-елизабет мәхпий мәктубида немиләрни йазған?

8-сентәбир (2022) аләмдин өткән әнглийә айал падишаһи 2-елизабетниң австиралийәдә йазған вә 2085-йилда оқулушини тәләп қилған бир мәктубиниң барлиқи ашкариланди.

1880274
айал падишаһ 2-елизабет мәхпий мәктубида немиләрни йазған?

түркийә авази радийоси хәвири:70 йил тәхттә олтурған вә 96 йешида шотландийәдики балморал қәләсидә дәм еливатқанда аләмдин өткән айал падишаһ 2-елизабет 1986-йили австиралийәниң сидней шәһиридә йазған мәктуп үстидә муназирә қозғалди.

айал падишаһниң сиднейдики падишаһ викторийә бинасиниң ремонт қилинишини тәбрикләш үчүн йазған мәктубиниң 2085-йилиғичә ечилмайдиғанлиқи әскәртилди.

қәйт қилинишичә, 2-елизабет мәктубини сидней шәһәр башлиқиға әвәткән.

мәктупта, шәһәр башлиқиға йолйоруқлар берилгәнлики билдүрүлди.

айал падишаһ 2-елизабетниң «австиралийә-сиднейниң адил вә һөрмәтлик шәһәр башлиқиға» дәп башланған мәхпий мәктуби тоғрисида шәһәр башлиқиға: «2085-йили сиз мувапиқ дәп қариған бир күндә, ушбу конвиртни ечип мәзмунини сидней пуқралириға йәткүзүп қойушиңизни сораймән» дегәнлики қәйт қилинди.

2-елизабетниң йуқиридики тәлипи қобул қилинған, әмма немә йазғанлиқи һазирғичә мәхпий болуп кәлмәктә.

әнглийә таратқулири айал падишаһниң мәктупта сидней пуқралириға тарихий бинани ремонт қилип сақлап қалғанлиқи үчүн тәшәккүр ейтқан болуши мумкинликини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر