путин сәмәрқәнттә айрим рәһбәрләр билән айрим көрүшүшни башливәтти

өзбекстанниң сәмәрқәнт шәһиридә бүгүн (2022-йили 15-сентәбир) башланған вә әтиму давамлишидиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғини башлиништин илгири дөләт рәһбәрлири өзара айрим учришишларни елип барди.

1880444
путин сәмәрқәнттә айрим рәһбәрләр билән айрим көрүшүшни башливәтти
sahbaz serif-putin.jpg
serdar berdimuhammedov-putin.JPG
reisi-putin.jpg

түркийә авази радийоси хәвири:шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң ачқучлуқ дөләтлиридин русийә пирезиденти владимир путин, йиғинға қатнишидиған дөләтләрниң рәһбәрлири билән айрим-айрим көрүшти.

у дәсләптә қирғизистан пирезиденти садир җаппаров билән көрүшүп, қирғизистанға қилған иқтисадий йардәмләр тоғрисида тохталди.

у мундақ деди:

«өткән йили (2021) қирғизистанға 20 милйон доллар йардәм қилдуқ. бу йилму (2022) қирғизистанда чеграда йүз бәргән тирагедийәлик вәқәләр сәвәбидин зийанға учриған ул-әслиһәләр үчүн 1 йерим милйон доллар аҗраттуқ. буни йеңидин йүз бәргән тирагедийәлик вәқәләрни көздә тутқан һалда қилимиз» деди.

у түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдимуһәммәдов билән көрүшкәндә, түркмәнистанда ечилған һазар башлиқлар йиғининиң мувәппәқийәтлик болғанлиқини билдүрүп, сәрдар бәрдимуһәммәдовға тәшәккүр ейтти.

у иран пирезиденти ибраһим рәиси билән көрүшкәндә болса, русийәниң иранниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болушини қоллиғанлиқини қәйт қилди.

у: «өзара һәмкарлиқлиримиз йуқири технологийә саһәсини өз ичигә алған һалда иҗабий тәрәққий қиливатиду. 9-авғустта (2022) байқунур аләм понкитидин һәййам сүний һәмраһи қойуп берилди. кейинки басқучта русийә билән иран оттурисида мунасивәтләрниң истратегийәлик шериклик сәвийәсигә чиқирилишидин бешарәт беридиған йеңи муһим келишим түзүлүватиду» деди.

у пакистан баш министири шаһбаз шәриф биләнму көрүшти вә кәлкүндә җенидин айрилғанлар үчүн тәзийәсини билдүрди.

у: «пакистанни муһим шериклиримиздин бири сүпитидә көридиғанлиқимизни ейтишни халаймән. буниңдин илгири зөрүр инсанпәрвәрлик йардәмлирини апәт учриған районларға әвәттуқ. буниңдин кейинму кәлкүнниң тәсиригә учриғанларға йардәм қилишни давамлаштурушқа тәййармиз» деди.

билдүрүлишичә, русийә пирезиденти путин билән түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әтә айрим көрүшидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر