нато баш катипи хәлқара атом енергийәси оргининиң башлиқи билән көрүшти

шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенберг хәлқара атом енергийәси оргининиң башлиқи фатиһ бирол билән бир йәргә җәм болди.

1880458
нато баш катипи хәлқара атом енергийәси оргининиң башлиқи билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: столтенберг, хәлқара атом енергийәси оргининиң башлиқи фатиһ бирол билән белгийәниң пайтәхти бирйусселда көрүшкәндин кейин, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, учришишта, енергийә бихәтәрлики вә русийәниң енергийә базарлирини монопол қиливелиши тоғрулуқ музакирә елип барғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «шималий атлантик әһди тәшкилати вә иттипақдашлири, русийәгә болған енергийә беқиндичилиқини түгитиш үчүн бирликтә тиришчанлиқ көрситиватиду. хәлқара атом енергийәси оргини билән болған күчлүк һәмкарлиқтин интайин хурсәнмиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر