әрменийә армийәсиниң 150 әскири өлгән

әрменийә баш министири никол пашинйан әзәрбәйҗан чеграсидики тоқунушларда 105 әскәрниң өлгәнликини елан қилди.

1880042
әрменийә армийәсиниң 150 әскири өлгән

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийә баш министири никол пашинйан парламентта сөз қилғанда, әзәрбәйҗан-әрменийә чеграсидики тоқунушлар үстидә тохталди.

у русийәдин һәрбий йардәм тәләп қилғанлиқлирини, әзәрбәйҗан билән болған тоқунушларниң б д т хәвпсизлик кеңишидә музакирә қилиниши үчүн, башқа шерик дөләтләргә мураҗиәт қилғанлиқлирини билдүрди.

у әрменийә армийәсидики өлүм-йетим һадисилири үстидә тохтилип: «йеңи мәлуматларға асасланғанда, бүгүнгичә 105 әскиримиз өлди» деди.

әзәрбәйҗан-әрменийә иғвагәрчилики билән башланған тоқунушларда өлгән тәхминән 100 әрмән әскириниң җәситини тапшурушқа тәййар икәнликини билдүргән иди.

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи 12-сентәбир кечиси (2022) вә 13-сентәбир әтигәндә, әрменийә армийәсиниң әзәрбәйҗан чеграсидики дашкәсән, кәлбәсәр, лачин вә зәнгилан йөнүлүшидә иғвагәрчилик қилғанлиқини, нәтиҗидә 50 әскәрниң шеһит болғанлиқини уқтурған иди.

әзәрбәйҗан армийәсиму әрменийә армийәсиниң һуҗумини тохтитиш вә тоқунушниң кеңийип кетишиниң алдини елиш үчүн зөрүр тәдбирләрни елип, әрменийә армийәсигә җаваб қайтурған, нәтиҗидә иғвагәрчилик һәрикәтлиригә қатнашқан әрменийә армийәсидә өлүм-йетим көрүлгәндин башқа, һәрбий базилириму бузғунчилиққа учриған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر