калифорнийәдә 16 миң 500 гектардин артуқ орман көйүп кәтти

американиң калифорнийә иштати плейсер (Placer) вә ел дорадо (El Dorado) шәһәрлири әтрапида 6-сентәбирдә (2022) башланған от апитидә, 16 миң 500 гектардин артуқ орман көйүп кәтти, районда 11 миңдин артуқ киши тарқақлаштурулди.

1878712
калифорнийәдә 16 миң 500 гектардин артуқ орман көйүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: калифорнийә иштатиниң шималиға җайлашқан плейсер шәһиригә қарашлиқ оксбов (Oxbow) ойманлиқиға тутишидиған москито йолида 6-сентәбир башланған от апити давам қилмақта.

плейсер вә ел дорадо шәһәрлиригә қарашлиқ туралғу районларға тәсир қилған от апитидә, 16 миң 500 гектардин артуқ орман күлгә айланди. 6 миңдин артуқ өйниң от апитиниң тәсиргә учриғанлиқи вә 11 миңдин артуқ кишиниң өйлиридин айрилишқа мәҗбур болғанлиқи қәйт қилинди.

калифорнийә орман от апәтлири агентлиқи һазирғичә апәтниң пәқәт %10иниң контрол қилиғанлиқини, апәтниң әтраптики башқа шәһәрләргиму тәсир қилиши мумкинликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر