украина армийәси йәнә бир наһийәни азад қилди

украина армийәси харкивниң шәрқий җәнубиға җайлашқан балаклийа наһийәсини қайтурувалди.

1877801
украина армийәси йәнә бир наһийәни азад қилди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти володимир зеленский твиттерда учур һәмбәһирләп: «һәммә иш җайида. украина байриқи-әркин украина, көк йүзидә, әркин украина шәһиридә. тәшәккүрләр! шәрәплик һес қилимән» деди.

украина армийәси түнүгүн (2022-йили 8-авғуст) байанат елан қилип, харкивниң 20 дин артуқ туралғу райониниң русийә ишғалидин азад қилинғанлиқини билдүргән иди.

харкивниң һәрбий ишларға мәсул валийси олег синегубо украина армийәсиниң харкивда русийә таҗавузчи қисимлириға қарши қайтурма һуҗумға өткәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر