германийә баш министири зелениски билән телефонлашти

германийә баш министири олаф шолз украина пирезиденти владимир зелениски билән телефонда көрүшти.

1877518
германийә баш министири зелениски билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министирлиқ мәһкимисиниң билдүрүшичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, украинаниң һәрбий, инсаний вә иқтисадий әһвали, украинаниң дөләтни қайта қурушиға техиму көп йардәмдә болуш имканийәтлири үстидә өзара пикир алмаштурулған.

шолз, германийәниң украинани һәрбий җәһәттикигә охшашла сийасий, малийә вә инсаний җәһәттинму қоллаштин ваз кәчмәйдиғанлиқини қәйт қилған.

икки рәһбәр, запориҗйа йадро електир истансисиниң бихәтәрлики вә мудапиә қилиниши, хәлқара атом енергийәси оргининиң доклати вә тәвсийә қилинған тәдбирләрни қоллинишниң зөрүрлүки мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر