путин: «түркийә болмиған болса, ашлиқлар еһтийаҗлиқ дөләтләргә әмәс, йавропаға кетип қалатти

русийә пирезиденти владимир путин ашлиқ каридори үстидә тохтилип: «әгәр түркийә мурәссәчи болмиған болса,  бу ашлиқлар еһтийаҗлиқ дөләтләргә әмәс, йавропаға кетип қалған болатти» деди.

1876906
путин: «түркийә болмиған болса, ашлиқлар еһтийаҗлиқ дөләтләргә әмәс, йавропаға кетип қалатти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти владимир путин виладивосток шәһиридә өткүзүлгән шәрқ иқтисад мунбири йиғинидики сөзидә, 22 - ийулда (2022) түркийәниң мурәссәчилик сүпити билән рәһбәрлик қилиши сайисида, бирләшкән дөләтләр тәшкилати, русийә вә украина оттурисида түзүлгән истанбул ашлиқ келишими үстидә тохталди.

путин бу келишим билән ашлиқниң еһтийаҗлиқ дөләтләргә йәткүзүлгәнликини билдүрүп: «әгәр түркийә мурәссәчи дөләт салаһийитигә игә болмиған болса иди, украинадин експорт қилинидиған ашлиқниң һәммиси дегүдәк тәрәққий қиливатқан вә әң намрат дөләтләргә әмәс, йавропа иттипақи дөләтлиригә кетип қалған болатти» деди.

путин йәнә, йавропаниң өз қиммәт қарашлирини америка мустәбитликини қоғдаш үчүн қурбан қилғанлиқини тәкитлиди.

путин: «әтийазда нурғунлиған чәт әл ширкәтлири дөлитимизгә әң көп зийан йәткүзиду дәп ойлап, русийәдин чекинидиғанлиқлирини җакарлаш мусабиқисиға чүшүшти, әмма мана һазир йавропадики ишләпчиқириш вә ишқа орунлишишниң кәйни-кәйнидин қандақ төвәнлигәнликини көрүватимиз. буниңдики әң муһим сәвәбләрниң бири русийә билән болған сода алақисиниң үзүлүиши болди, әлвәттә. бу җәрйанларни тезләткини американиң йәршари иқтисад вә сийасәттики чүшиниксиз һөкүмдарлиқидин башқа йәнә, ғәрб сәрхиллириниң обйектип пакитларни көрүш вә тонушта тәрсалиқ қилиши, халимаслиқи вә һәтта  йетәрсизлики иди» деди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر