русийә йапонийәдин өч елишни башлиди
русийә 24-феврал (2022) украинаға башлиған таҗавузчилиқ урушиға қарши ғәрб дунйаси билән бир сәптә турған вә өзигә қарши бир қатар ембарголарни йүргүзгән йапонийәдин өз елишни башлиди.
1876511

түркийә авази радийоси хәвири:москва даирилири курил араллирида йашайдиған йапонларниң хоккайдо деңиз тәвәликидики аралларға визисиз сайаһәт қилишқа рухсәт қилған келишимни әмәлдин қалдурғанлиқини елан қилди.
русийә парламентиниң төвән қанити болған думаниң хәлқаралиқ комитети башлиқи лейонид слутский бу һәқтә тохтилип: «мәзкур қарар йапонийә һөкүмити иҗра қилған қанунсиз ембарголларниң бесимиға вә токйониң ғәрбниң русийәгә дүшмәнлик қилиш сийаситини қоллиғанлиқиға җаваб сүпитидә елинди» деди.
русийә иккинчи дунйа урушиниң (1945-1939) ахирқи күнлиридә өз земиниға қошувалған курил араллирини, йапонийә «шималий земинлар» дәп атайду.
икки дөләт өзлириниң игилик һоқуқиниң барлиқини дәва қиливатқан курил араллири, истратегийәлик әһмийәткә игә дәп ойлайдиған русийәниң контроллуқида турмақта.
йапонийә иккинчи дунйа уруши ахирлашқанда русийә билән түзүлгән тинчлиқ келишимигә имза қойуш үчүн, кунашири арилиниму өз ичигә алған курил араллириниң қайтуруп берилишини шәрт қилмақта.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

кенийә вә сомалида йүз бәргән кәлкүн апитидә нурғун адәм өлди
кенийә вә сомалида қара йамғур кәлтүрүп чиқарған кәлкүн апитидә 21 адәм қаза қилди.