буркина фасода йүз бәргән террорлуқ һуҗуми нурғун адәмниң җениға замин болди

буркина фасода йүз бәргән террорлуқ һуҗумида 35 пуқра һайатидин айрилди.

1876223
буркина фасода йүз бәргән террорлуқ һуҗуми нурғун адәмниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: буркина фасо һөкүмитиниң билдүрүшичә, пайтәхт вагадугуға кетиватқан тәминләш аптомобил әтрити дҗибо наһийәси билән борзанга наһийәси арилиқида йолға көмүп қойулған минаниң партлиши нәтиҗисидә, аптомобил әтритидики 35 киши һайатидин айрилған, 37 киши йариланған.

игилинишичә, қошна дөләт малидики әлқаидә вә даеш билән четишлиқи бар террорчи гуруппилар, 2015 – йилдин буйан буркина фасониң шималий вә шәрқий қисимлирида пат - пат террорлуқ һуҗумлирини елип баридикән.

рәсмий мәлуматларға қариғанда, 2015 – йили декабирдин буйан давамлишиватқан террорлуқ һуҗумлирида 600 дөләт хәвпсизлик хадимини өз ичигә алған 2 миң киши җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر