пакистанда апәтләр сәвәбидин һәр хил кесәлликләр көпәйди

пакистанда 14-ийундин буйан тохтимай йиғиватқан йамғур сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 1314 кә чиқти.

1875811
пакистанда апәтләр сәвәбидин һәр хил кесәлликләр көпәйди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан тәбий апәткә тақабил туруш агентлиқи йамғур сәвәбидин пәйда болған кәлкүнләрдә җенидин айрилғанларниң санини елан қилди.

байанатта, 458 кичик бала, 262 айални өз ичигә алған 1314 кишиниң җенидин айрилғанлиқи, 12 миң 703 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

билдүрүлишичә, пакистанда 750 миң 405 туйақ өй һайвини кәлкүнләрдә өлгән, 1 милйон 682 миң 726 өй бузғунчилиққа учриған, булардин 557 миң 891 өй пүтүнләй вәйран болған. 5 миң 735 километир узунлуқтики йол, 246 көврүк вә 173 кархана су астида қалған. 33.4 милйон киши һөл-йиғинниң тәсиригә учриған болуп, 631 миң 824 киши һәр қайси җайларда қурулған чедирларда йашимақта икән.

пакистан сәһийә даирилири күлкүнниң тәсиригә учриған йүз миңларчә кишиниң пакизә су билән тәминләштә көрүлгән қийинчилиқлар сәвәбидин һәр хил кесәлликләргә дучар болғанлиқини елан қилди.

синд иштатиниң сәһийә министири дохтур азра печухо: «кәлкүн сәвәбидин 134 миңдин артуқ кишидә ичи сүрүш, 44 миң кишидә бәзгәк вә 100 миңдин артуқ кишидә терә кесәлликлириниң көрүлгәнлики доклат қилинди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر