һиндистанда чақмақ соқуш сәвәбидин 17 киши қаза қилди

һиндистанниң биһар өлкисидә чақмақ соқуш сәвәбидин 17 киши қаза қилди.

1875480
һиндистанда чақмақ соқуш сәвәбидин 17 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: «Manila Times» гезитиниң хәвиригә асасланғанда, қаттиқ йамғурдин кейин биһар өлкисидики бир қанчә районға чақмақ чүшкән. чақмақ соқуш сәвәбидин 17 киши һайатидин айрилған. улардин 6 нәпириниң етизда ишләватқанлиқи байан қилинған.

өлкә баш министири нитиш кумар вәқәдин қаттиқ азабланғанлиқини билдүрүп, һайатидин айрилғанларниң аилириниң һәр биригә 5000 доллар берилидиғанлиқини елан қилди.

метеорологийә идариси мәсуллири начар һаварайи шараитиниң дөләтниң шәрқий шималиға 5 күнгичә  еғир тәсир көрситидиғанлиқи һәққидә агаһландуруш елан қилди.

һиндистанда пәсиллик йамғур йағидиған чағларда чақмақ соқуш сәвәбидин қаза қилиш вәқәлири көп йүз берип туриду.  

биһар өлкисидә 6 - вә 7 - айларда кәм дегәндә 60 киши  чақмақ соқуш сәвәбидин қаза қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر