америка тәйвәнгә қорал - йарағ сетип бериш пиланини мақуллиди

америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқи тәйвәнгә 1 милйард 106 милйон долларлиқ қорал - йарағ сетип бериш пиланини мақуллиди.

1875359
америка тәйвәнгә қорал - йарағ сетип бериш пиланини мақуллиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири дөләт мудапиә бихәтәрлик һәмкарлиқ оргини, тәйвәнгә  қорал - йарағ сетип беришкә алақидар 3 басқучлуқ пиланни мақуллиғанлиқини билдүрди.

америка дөләт мәҗлисигә йолланған уқтурушта, тәйвәнниң көзитиш радар пирограммиси үчүн 665 милйон 400 миң долларлиқ әшйа обороти сетип бериш пиланиниң тәстиқланғанлиқи әскәртилди.

йәнә бир тәрәптин, икки айрим уқтурушта болса, 355 милйон долларлиқ 60 данә «Harpoon Block-II» намлиқ парахотқа қарши башқурулидиған бомба вә мунасивәтлик үскүниләрни сетип бериш вә « F-16» типлиқ уруш айропиланлирида ишлитилидиған 100 данә «AIM-9X Block-II Sidewinder Tactical» намлиқ тактикилиқ башқурулидиған бомба сетип бериш пиланиниң мақулланғанлиқи қәйт қилинди.

хитайниң тәйвән әтрапидики һәрбий һәрикәтлирини көпәйтиватқан бир мәзгилдә, америка қошма иштатлириниң тәйвәнгә  қорал - йарағ сетип бериш пиланини мақуллиши диқққәт қозғиди.

мәлуматларға қариғанда, қорал - йарағ сетишни тәстиқлаш америка һөкүмитигә нисбәтән сетиш пиланиға мас келидиғанлиқидин дерәк беридикән.

америка дөләт мәҗлиси, министирлиқниң, шималий атлантик әһди тәшкилати әзалириға қорал - йарағ сетиш қарариға 15 күн ичидә, шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болмиған дөләтләргә қорал - йарағ сетиш қарариға 30 күн ичидә етираз билдүрмигән тәқдирдә, америка һөкүмити қорал - йарағ сетип бериш пилани мақулланған дөләт билән сөһбәт өткүзүшкә башлайдикән.

сөһбәт нәтиҗисидә, америка қошма иштатлири мәзкур дөләткә бир тәклип мәктуби йоллайдикән. иҗабий җавабқа еришкән тәқдирдә, пилан иҗра қилинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر