америка ливан армийәсигә 150 данә бироневик ианә қилди

америка қошма иштатлири қоллаш пирограммиси даирисидә ливан армийәсигә 150 данә бироневик ианә қилди.

1871961
америка ливан армийәсигә 150 данә бироневик ианә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ливан армийәси америка тәрипидин парахот билән бейрут портиға йәткүзүп берилгән һәрбий йардәм тоғрисида твиттердики адресида байанат елан қилди.

байанатта, американиң ливан армийәсини қоллаш пирограммиси даирисидә 150 данә хумвее типлиқ бироневик ианә қилғанлиқи, бироневикларниң бейрут портидики ливан армийәси арқа биригадаси тәрипидин тапшуруп елинғанлиқиға ишарәт қилип өтүлди.

америка пирезиденти җо байдин өктәбирдә ливан армийәсигә 67 милйон долларлиқ һәрбий беришни қарар қилғаниди.

вашингтон 2005-йилдин башлап ливан армийәсини 2 милйард доллар һәрбий йардәм билән тәминлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر