хитай тәйвәнгә йәнә паракәндичилик салди

тәйвән бүгүн бир күндә хитайниң 13 айропилани вә төт һәрбий парахотиниң арал әтрапида көрүлгәнликини билдүрди.

1871988
хитай тәйвәнгә йәнә паракәндичилик салди

түркийә авази радийоси хәвири: тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи хитай айропилани вә һәрбий пахотлириниң арал әтрапида көрүлгәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, хитайниң 13 айропилани вә төт һәрбий парахотиниң арал әтрапида көрүлгәнлики, икки айропиланниң тәйвән боғузида тәрәпләрниң саһәлирини бәлгилигәнлики қобул қилинған һава вә деңиз линйәсиниң шәрқигә, йәни тәйвән «һава мудапиә райони» елан қилған җайниң ғәрбий җәнубиға қарап учқанлиқи әскәртилди.

байанатта, хитайниң айропилан вә парахотлириниң, електронлуқ үскүниләр, чарлаш айропиланлири, параиот вә башқурулидиған бомба системилири билән назарәт қилинғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر