бир кишидә ковид-19, маймун чечики вә әйдиз вируси тәң бирла вақитта байқалди
италийәдә бир кишидә бирла вақитта ковид-19, маймун чечики вә әйдиз вируси тәң байқалди.
1871871



түркийә авази радийоси хәвири: италийәлик мутәхәссисләрниң «йуқумлуқ кесәлликләр журнили» да елан қилинған мақалисидә, 36 йашлиқ италийәлик бир әр кишиниң 16 - ийундин 20 - ийунғичә (2022) болған арилиқта испанийәдә турғанлиқини вә 29 - ийунда кесәллик аламәтлири көрүлүшкә башлиғандин кейн, 2 – ийулда ковид -19 тәкшүрүшиниң мусбәт чиққанлиқини йазди.
бемарниң дохтурханида балнестқа елинғанлиқи вә бәдинигә җараһәт чиқишқа башлиғанлиқи, 6-ийулдики тәкшүрүштә болса, һәм маймун чечики, ковид-19, һәмдә әйдиз вирусиниң тәңла байқалғанлиқи уқтурулди.
каталонийә вә палермо университити мутәхәссислири буниң һазирға қәдәр көрүлгән маймун чечики, ковид-19 вә әйдиз вируси билән тәңла йуқумланған бирдинбир вәқә икәнликини тәкитлиди.