исраилийә иран билән түзүлгән йадро келишимигә қарши икәнликини билдүрди

исраилийә дөләт мудапиә министири бенний гантиз, хәлқара күчләр иран билән сөһбәтлишиватқан йадро пилани келишиминиң «начар келишим икәнликини, тел авивниң бундақ келишимгә қарши туридиғанлиқи»ни билдүрди.

1870926
исраилийә иран билән түзүлгән йадро келишимигә қарши икәнликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: гантиз исраилийәниң дөләт игиликидики қанили «кан»ниң сөһбәт пирограммисида, америка пирезиденти җо байдинниң 7-айдики исраилийә зийарити җәрйанида бу мәсилиниң музакирә қилинғанлиқини вә америка пирезидентиниң иранниң йадро қоралиға еришәлмәйдиғанлиқи тоғрисида исраилийәгә вәдә бәргәнликини илгири сүрди.

у, келишимниң һазирқи шәклиниң бу вәдини ишқа ашурушиға йол қойидиғанлиқиға ишәнмәйдиғанлиқини билдүрүп, «биз бу келишимгә қарши. бу йадро қорали, йадро қабилийити вә уни қойуқландуруш иқтидари саһәлиридики бир начар келишим» деди.

йәнә бир тәрәптин, исраилийә дөләт бихәтәрлик кеңиши рәиси ейал хулата вашингитонға берип, исраилийәниң, иран билән сөһбәтлишиливатқан йадро келишимигә мунасивәтлик позитсийәсини америкалиқ мәнсәпдиши җәйк сулливанға йәткүзди.

австрийәниң пайтәхти вийеннада иран, фирансийә, русийә, хитай, әнглийә вә германийә оттурисида давамлишиватқан сөһбәтләр март ейида һәр хил сәвәбләр түпәйлидин тохтитилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر